14Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.
15Балаам Балаққа: — Сили мошу йәрдә өзлириниң көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида туруп турсила, мән аву яққа берип көрүшүп келәй, — деди.
16Пәрвәрдигар Балаам билән көрүшүп, униң ағзиға бир сөзни селип: — Сән Балақниң йениға қайтип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.