13Балақ Балаамға: — Мениң билән биллә башқа бир йәргә барсила, уларни шу йәрдин көрәләйла; бирақ уларниң һәммисини әмәс, уларниң чегаридики бир қисминила көрәләйла; сили шу йәрдә туруп уларни мән үчүн қарғап бәрсилә, — деди.
14Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.