18Лекин Едомлар униңға: «Силәрниң бизниң зиминимиздин өтүшүңләргә болмайду, өтимән десәңлар қилич көтирип силәргә җәңгә чиқимиз» — деди.
19Исраиллар униңға: «Биз «көтирилгән йол» билән маңимиз, өзимиз вә маллиримиз сүйүңларни ичсәк, нәрхи бойичә һәққини беримиз; биз пәқәт пиядә өтүп кетимиз, башқа һеч тәливимиз йоқ» девиди,
20Едом падишаһи: «Яқ. Өтмәйсиләр!» деди. Едом падишаһи наһайити көп адимини башлап чиқип Исраилларға зор һәйвә көрсәтти.
21Шундақ қилип Едомлар Исраилларниң уларниң тәвәлигидин өтүшигә әнә шу йосунда йол қоймиди; шуниң билән Исраиллар Едомларниң алдидин бурулуп кәтти.
22Улар Қадәштин йолға чиқти; пүткүл Исраил хәлқи Һор теғиға кәлди.