3Сән сийирни каһин Әлиазарға тапшур, у уни чедиргаһниң сиртиға әпчиқсун, андин бириси сийирни униң алдида боғузлисун.
4Каһин Әлиазар бармиғини қанға миләп, җамаәт чедириниң алдиға қаритип йәттә мәртәм чачсун.
5Андин бириси Әлиазарниң көз алдида пүткүл сийирни көйдүрсун, йәни униң териси, гөши, қени вә тезәклирини көйдүрсун.
6Каһин кедир яғичи, зофа өсүмлүги вә қизил рәхтни сийир көйдүрүлидиған отқа ташлисун.