Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 16

Чөл-баявандики сәпәр 16:22-44

Help us?
Click on verse(s) to share them!
22Муса билән Һарун дүм жиқилип: — И Тәңрим, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, бир адәм гуна қилса, ғәзивиңни пүтүн җамаәткә чачамсән? — деди.
23Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
24Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди.
25Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди.
26Муса җамаәткә: — Силәрдин өтүнимән, бу рәзил адәмләрниң чедирлиридин жирақ кетиңлар, уларниң барлиқ гуналири сәвәвидин улар билән биллә вәйран болмаслиғиңлар үчүн уларниң һеч нәрсисигә қол тәккүзмәңлар, — деди.
27Шуниң билән җамаәт Кораһ, Датан, Абирамниң чедирлириниң төрт әтрапидин нери кәтти; Датан билән Абирам болса өз аяллирини, оғул-қизлирини вә бовақлирини елип чиқип өз чедириниң ишиги алдида турди.
28Муса: — Буниңдин силәр шуни билисиләрки, бу ишларниң һәммиси мениң көңлүмдин чиққан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар мени уларни ада қилишқа әвәткән:
29— әгәр бу адәмләрниң өлүми адәттики адәмләрниң өлүмигә охшаш болидиған яки уларниң бешиға чүшидиған қисмәтләр адәттики адәмләр дучар болидиған қисмәтләргә охшаш болидиған болса, Пәрвәрдигар мени әвәтмигән болатти.
30Әгәр Пәрвәрдигар йеңи бир ишни қилип, йәр ағзини ечип уларни вә уларниң пүтүн нәрсисини жутуп кетиши билән, улар тирикла тәһтисараға чүшүп кәтсә, у чағда силәр бу адәмләрниң Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигини билип қалисиләр, — деди.
31Мусаниң бу гепи ахирлишиши биләнла уларниң пути астидики йәр йерилди.
32Йәр ағзини ечип уларни барлиқ аилисидикиләр билән, шуниңдәк Кораһқа тәвә һәммә адәмләрни қоймай тәәллуқатлири билән қошуп жутуп кәтти.
33Шундақ қилип, улар вә уларниң тәвәсидикиләрниң һәммиси тирикла тәһтисараға чүшүп кәтти, йәр уларниң үстидә йепилди. Улар шу йол билән җамаәтниң арисидин йоқалди.
34Уларниң әтрапида турған Исраилларниң һәммиси уларниң налисини аңлап: «Йәр бизниму жутуп кетәрмекин!» дейишип қечишти.
35Андин Пәрвәрдигарниң алдидин бир от чиқип, хушбуй сунуватқан һелиқи икки йүз әллик адәмниму жутуп кәтти.
36Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
37Сән каһин Һарунниң оғли Әлиазарға буйруғин, у хушбуйданларни от арисидин теривелип, чоғлирини жирақларға чечивәтсун, чүнки у хушбуйданлар Худаға аталғандур;
38Шуңа өзиниң җениға өзи замин болған гунакарларниң хушбуйданлирини теривалғин; улар қурбангаһни қаплаш үчүн соқуп непиз түникә қилинсун, чүнки бу хушбуйданлар әслидә Пәрвәрдигарниң һозуриға сунулуп униңға аталип муқәддәс қилинған. Шундақ қилип улар кейин Исраилларға ибрәт болидиған ишарәт-бәлгү болиду.
39Шуниң билән каһин Әлиазар отта көйдүрүветилгәнләр сунған мис хушбуйданларни теривалди; улар қурбангаһни қаплитишқа непиз түникә қилип соқулди.
40Шуниң билән қурбангаһниң бу қаплимиси Һарунниң әвлатлириға ят адәмләрниң худди Кораһ билән униң гуруһидикиләргә охшаш қисмәткә қалмаслиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң һозурида хушбуй көйдүрүшкә йеқинлашмаслиғиға Исраиллар үчүн бир әсләтмә болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Әлиазарға буйруғанлиридур.
41Әтиси пүткүл Исраил җамаити Муса билән Һарунниң яман гепини қилип: — Силәр Пәрвәрдигарниң хәлқини өлтүрдүңлар, — дәп ғотулдашти.
42Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди.
43Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәт чедириниң алдиға берип турди.
44Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —

Read Чөл-баявандики сәпәр 16Чөл-баявандики сәпәр 16
Compare Чөл-баявандики сәпәр 16:22-44Чөл-баявандики сәпәр 16:22-44