Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 16

Чөл-баявандики сәпәр 16:13-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Сениң бизни сүт билән һәсәл ақидиған зиминдин башлап чиқип бу чөл-җәзиридә өлтәрмәкчи болғанлиғиңниң өзи кичик ишму? Сән техи өзүңни падишаһ һесаплап бизниң үстимиздин һөкүмранлиқ қилмақчиму?
14Һалбуки, сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған жутқа башлап кәлмидиң, етиз вә үзүмзарлиқларниму бизгә мирас қилип бәрмидиң. Сән бу хәқниң көзиниму оювалмақчиму? Биз бармаймиз! — деди.
15Буни аңлап Муса қаттиқ ғәзәплинип Пәрвәрдигарға: — Уларниң соғат-һәдийәсигә етивар қилмиғайсән; мән уларниң һәтта бирәр ешигиниму тартивалмидим, бирәр адимигиму һеч зиян-зәхмәт йәткүзмидим, — деди.
16Муса Кораһқа: — Әтә сән вә сениң гуруһиңдикиләр — сән, улар вә Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар.
17Һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни әкилип униң үстигә хушбуйни селиңлар; һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни, йәни җәмий икки йүз әллик хушбуйданни елип уни Пәрвәрдигарниң һозурида тутуп туруңлар; сәнму, Һарунму һәр бириңлар өз хушбуйданлириңларни елип келиңлар, — деди.
18Шуниң билән һәр бир адәм өзиниң хушбуйданини елип, отни йеқип, хушбуй селип, Муса вә Һарун билән бирликтә җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида турушти.
19Кораһ Муса билән Һарунға һуҗум қилғили пүтүн җамаәтни жиғип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келивиди, Пәрвәрдигарниң җуласи пүткүл җамаәткә аян болди.
20Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
21Силәр бу хәлиқниң арисидин нери туруңлар, мән көз жумуп ачқичә уларни жутуветимән, — девиди,
22Муса билән Һарун дүм жиқилип: — И Тәңрим, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, бир адәм гуна қилса, ғәзивиңни пүтүн җамаәткә чачамсән? — деди.
23Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
24Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди.
25Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 16Чөл-баявандики сәпәр 16
Compare Чөл-баявандики сәпәр 16:13-25Чөл-баявандики сәпәр 16:13-25