12Я мән бу пүтүн хәлиққә һамилдар болуп, уларни туғдумму? Сән техи маңа: «Сән уларни Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилған шу йәргә йәткүзгичә, худди баққан атиси әмчәктики бовақни бағриға алғандәк бағриңға елип көтирип маң» дәватисән?
13Мән бу хәлиққә нәдин гөш тепип берәләймән? Чүнки улар маңа жиғлап: «Сән бизгә йегидәк гөш тепип бәр!» дейишмәктә.