Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 10

Чөл-баявандики сәпәр 10:7-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Җамаәтни жиғилишқа чақиридиған чағда, канай челиңлар, амма қаттиқ, жуқури аваз билән чалмаңлар;
8Һарунниң әвлатлири, каһин болғанлар канайларни чалсун; булар силәргә әвлатму-әвлат бир әбәдий бәлгүлимә болсун.
9Әгәр силәр өз зиминиңларда силәргә зулум салған дүшминиңлар билән җәң қилишқа чиқсаңлар, қаттиқ, жуқури аваз билән челиңлар. Шуниң билән өзүңларниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң алдида яд етилип, дүшминиңлардин қутулисиләр.
10Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән канайлар силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;
12шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди.
13Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди.
14Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.
15Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 10Чөл-баявандики сәпәр 10
Compare Чөл-баявандики сәпәр 10:7-15Чөл-баявандики сәпәр 10:7-15