Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 10

Чөл-баявандики сәпәр 10:18-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Рубән баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Шидөрниң оғли Әлизур еди.
19Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуришаддайниң оғли Шелумийәл еди.
20Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди.
21Андин Коһатлар муқәддәс буюмларни көтирип йолға чиқти; улар йетип келиштин бурун ибадәт чедирини көтәргүчиләр келип уни тикләп қоюшқан еди.
22Әфраим баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммиһудниң оғли Әлишама еди.
23Манассәһ қәбилиси қошуниниң башлиғи Пидаһзурниң оғли Гамалийәл еди.
24Бинямин қәбилиси қошуниниң башлиғи Гидеониниң оғли Абидан еди.
25Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди.
26Ашир қәбилиси қошуниниң башлиғи Окранниң оғли Пагийәл еди.
27Нафтали қәбилиси қошуниниң башлиғи Енанниң оғли Аһира еди.
28Булар Исраиллар йолға чиққанда қошун-қошун болуп меңиш тәртиви еди; улар шу тәриқидә йолға чиқти.
29Муса өзиниң қейинатиси, Мидиянлиқ Реуәлниң оғли Һобабқа: — Биз Пәрвәрдигар вәдә қилған йәргә қарап сәпәр қиливатимиз, У: «Мән у йәрни силәргә мирас қилип беримән» дегән; өзлириниң биз билән биллә меңишлирини өтүнимән, биз силигә яхши қараймиз, чүнки Пәрвәрдигар Исраил тоғрилиқ бәхит-саадәт ата қилимән дәп вәдә бәргән, — деди.
30Лекин Һобаб Мусаға: — Яқ, мән өз жутум, өз уруқ-туққанлиримға кетимән, — деди.
31Муса униңға: Биздин айрилип кәтмисилә; чүнки сили чөлдә қандақ баргаһ қуришимиз керәклигини билила, сили бизгә көз болуп бәрсилә.
32Шундақ болидуки, биз билән биллә барсила, кәлгүсидә Пәрвәрдигар бизгә қандақ яхшилиқ қилса, бизму силигә шундақ қилимиз! — деди.
33Исраиллар Пәрвәрдигар теғидин йолға чиқип үч күн йол маңди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи уларға арам алидиған йәр издәп уларниң алдида үч күн йол башлап маңди.
34Улар чедирлирини жиғиштуруп йолға чиқидиған чағларда, Пәрвәрдигарниң булути һаман уларниң үстидә болатти.
35Әһдә сандуғи йолға чиқидиған чағда Муса: «Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар; дүшмәнлириң тирипирән болсун; Саңа өчләр йүзүңниң алдидин қачсун!» — дәйтти.
36Әһдә сандуғи тохтиған чағда у: «Қайтип кәлгәйсән, и Пәрвәрдигар, миңлиған-түмәнлигән Исраил хәлқи арисиға қайтип кәлгәйсән!» — дәйтти.

Read Чөл-баявандики сәпәр 10Чөл-баявандики сәпәр 10
Compare Чөл-баявандики сәпәр 10:18-36Чөл-баявандики сәпәр 10:18-36