Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 27

Росулларниң паалийәтлири 27:3-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Әтиси биз Зидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға берип уларниң ғәмхорлиғини қобул қилишиға рухсәт қилди.
4Биз у йәрдин йәнә деңизға чиқтуқ. Шамаллар қеришқандәк қарши тәрипимиздин чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.
5Киликийә вә Памфилийә өлкилириниң удулидики деңиздин өтүп, Ликийә өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.
6Шу йәрдә йүз беши Искәндәрийә шәһиридики Италийәгә баридиған башқа бир кемини тепип, бизни униңға чиқирип қойди.
7Деңизда көп күнләр наһайити аста меңип, тәсликтә Кинидос шәһириниң удулиға кәлдуқ. Шамал миңиш йөнилишимизни тосуғачқа, Крет арилиниң шамалдин далда тәрипи билән меңип, Салмоний йерим арилидин өтүп,
8деңизда тәсликтә илгириләп қирғақни бойлап, Ласея шәһиригә йеқин болған «Гөзәл арамгаһ» дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.
9Сәпәр билән хелә вақитлар өтүп, роза күни аллиқачан өткән болғачқа, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә несиһәт қилип:
10— Бурадәрләр, бу сәпәрниң балаю-апәт вә еғир зиян билән түгәйдиғанлиғини көрүватимән; мал вә кемидин мәһрум болупла қалмай, сәпәр өз җенимизғиму замин болиду! — дәп агаһландурди.
11Бирақ йүз беши болса Павлусниң сөзигә ишәнмәй, кемә башлиғи билән кемә егисиниң сөзигә ишәнди.
12Униң үстигә, бу портму қишлашқа мувапиқ җай болмиғачқа, көпчилик йәнә деңизға чиқип, мүмкинқәдәр Феникс шәһиригә йетип берип, шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Феникс болса Крет арилидики бир деңиз порти болуп, бир тәрипи ғәрбий җәнупқа вә бир тәрипи ғәрбий шималға қарайтти.  
13Җәнуптин мәйин шамал чиқивататти, көпчилик нишанимизға йетидиған болдуқ дәп, ләңгәрни еливетип, кемини Крет арилиниң қирғиқини бойлап һайдап маңди.
14Лекин узун өтмәй, аралдин қаттиқ «шәрқий шималдин кәлгүчи» дәп атилидиған әшәддий қара боран чиқип кәтти.
15Кемә буранниң қамаллиғида қалғачқа, уни шамалға йүзләндүрәлмәй, боранниң мәйличә меңишиға қоюп бәрдуқ.
16Клавда дегән кичик бир аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелип, аранла уни сақлап қалалидуқ. Андин кемичиләр кемини арғамчилар билән сиртидин орап бағливалди. Кеминиң Сиртис дәп аталған деңиз астидики таш-қум догилириға қеқилип петип қелишидин қорқуп, тормуз ләңгәрлирини чүшүрүп, кемини шамалниң һайдишигә қоюп бәрди.
18Боран үстимизгә шиддәтлик соққачқа, әтиси мални деңизға ташлашқа башлиди.
19Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти.
20Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди.
21Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп: — Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар.
22Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр.

Read Росулларниң паалийәтлири 27Росулларниң паалийәтлири 27
Compare Росулларниң паалийәтлири 27:3-22Росулларниң паалийәтлири 27:3-22