3Өзиниң бу қилған ишиниң Йәһудийларға яққанлиғини көрүп, у Петрусниму тутқун қилдуруди (шу чағда «петир нан һейти» мәзгили еди).
4Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, төрт ләшкәр бир гуруппа қилинған төрт қараввул топиға тапшурди. Пасха һейттин кейин, Һерод уни халайиқ алдида сорақ қилмақчи еди.
5Шуңа Петрус зинданда тутуп қелинди. Лекин җамаәт Худаға җан-дил билән униң үчүн дуа қилишивататти.
6Әнди Һерод уни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси, Петрус икки зәнҗир билән бағлақлиқ пети, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти; ишикниң сиртидиму бир нәччә қаравул зинданни күзәт қиливататти.
7Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп: — Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти.