Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 7

Римлиқларға 7:16-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Лекин әгәр өзүм халимиған ишларни қилсам, өзүм қанунниң яхши екәнлигини етирап қилған болимән.
17Шундақ екән, бу ишларни мән әмәс, бәлки ичимдә мәвҗут болған гуна қилдуриду.
18Ичимдә, йәни мениң әтлиримдә һеч яхшилиқниң мәвҗут әмәслигини билимән; чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, уни қилалмаймән.
19Шуниң үчүн өзүм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қилимән.
20Өзүм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилидиған мән әмәс, бәлки ичимдә макан қилған гунадур.
21Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду.
22Қәлбимдә Худаниң қанунидин сөйүнимән;
23бирақ тенимдики әзалиримда башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдики қанун билән җәң қилип, мени тенимдики әзалиримдики гуна садир қилдурғучи қанунийәткә әсир қилиду.
24Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар?

Read Римлиқларға 7Римлиқларға 7
Compare Римлиқларға 7:16-24Римлиқларға 7:16-24