15Ундақта, қандақ қилиш керәк? Қанунниң астида әмәс, меһри-шәпқәт астида болғанлиғимиз үчүн гуна садир қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз!
16Өзлириңларни итаәтмән қуллардәк биригә тутуп бәрсәңлар, шу кишиниң қули болғанлиғиңларни билмәмсиләр — яки өлүмгә елип баридиған гунаниң қуллири, яки Худа алдида һәққанийлиққа елип баридиған итаәтмәнликниң қуллири болушуңлар муқәррәр?
17Худаға тәшәккүр! Бурун гунаниң қули болғансиләр, бирақ Мәсиһниң тәлимигә башлинип, бу тәлим көрсәткән нәмунигә чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар.
18Силәр гунаниң күчидин қутулдурулуп, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар.
19Әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән: — илгири силәр тән әзайиңларни напак ишларға вә әхлақсизлиққа қуллардәк тутуп беришиңлар билән техиму әхлақсизлиқларни қилғандәк, әнди һазир тән-әзалириңларни пак-муқәддәсликкә башлайдиған һәққанийлиққа қуллардәк тутуп бериңлар.
20Силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқниң илкидә әмәс едиңлар.
21Һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда силәр зади қандақ мевә көрдүңлар? У ишларниң ақивети өлүмдүр.
22Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур.
23Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур.