Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 5

Римлиқларға 5:15-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15һалбуки, Худаниң шапаәтлик соғити Адәматиниң итаәтсизлигиниң пүтүнләй әксидур. Чүнки бирла адәмниң итаәтсизлиги билән нурғун адәм өлгән болса, әнди Худаниң меһри-шәпқити вә шуниңдәк бирла адәм, йәни Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ кәлгән соғат ешип-тешип турғачқа, нурғун адәмгә йәткүзүлүп техиму зор нәтиҗә һасил қилди!
16Шу шапаәтлик соғатниң нәтиҗиси болса, шу бир адәмниң гунайиниң ақивитигә пүтүнләй охшимайду. Чүнки бир адәмниң бир қетим өткүзгән итаәтсизлигидин чиқарған һөкүм инсанларни гунакар дәп бекиткән болсиму, амма шу шапаәтлик соғат болса көплигән кишиләрниң нурғун итаәтсизликлиридин «һәққаний қилиниш»қа елип бариду.
17Әнди бир адәмниң итаәтсизлиги түпәйлидин, әнә шу бир адәм арқилиқ өлүм һөкүмран болған йәрдә, Худаниң мол меһри-шәпқитини, шундақла һәққанийлиқ болған шапаәтлик соғитини қобул қилғанлар бир адәм, йәни шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!
18Шуңа, бир қетимлиқ итаәтсизлик түпәйлидин барлиқ инсанлар гунаниң җазасиға мәһкүм қилинған болса, охшашла бир қетимлиқ һәққаний әмәл билән һаятлиқ елип келидиған һәққанийлиқ пүткүл инсанларға йәткүзүлгән.
19Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду.
20Әнди Тәврат қануни инсанниң итаәтсизликлири көпрәк ашкарлинип билинсун дәп киргүзүлгән еди. Лекин гуна қәйәрдә көпәйгән болса, Худаниң меһри-шәпқитиму шу йәрдә техиму ешип ташти.
21Шуниңдәк, гуна инсанийәтниң үстидин һөкүмранлиқ қилип уларни өлүмгә елип барғинидәк, Худаниң меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду.

Read Римлиқларға 5Римлиқларға 5
Compare Римлиқларға 5:15-21Римлиқларға 5:15-21