8У коча бойлап бузуқ хотун турушлуқ доқмуштин өтүп, Андин униң өйи тәрәпкә қарап маңди.
9Кәчқурун қараңғу чүшкәндә, Зулмәт кечә, ай қараңғусида ишики алдидин өтти.
10Мана, өйдин бир хотун чиқип уни күтүвалди; Кийими паһишә аялларниңкидәк болуп, Нийити һейлә-микир еди.
11Ағзи бишәм-һаясиз, наһайити җаһил бир хотун, У өйидә турмайду,
12Бирдә мәһәллидә, бирдә мәйданларда, У кочилардики һәр доқмушта пайлап жүриду.
13Һелиқи яш жигитни тартип, уни сөйүп, Номуссизларчә униңға: —
14«Өйүмдә «енақлиқ қурбанлиғи» гөши бар, Мән бүгүн Худаға қәсәм қилған қурбанлиқни қилдим,
15Шуңа мән сизни чақирғили чиқтим, Дидариңизға тәлпүнүп издидим. Әнди сизни тепивалдим!
16Карвитимға Мисирниң кәштилик, йоллуқ либас япқучлирини яптим.