7Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
10|א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.
11|ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12|ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду.
13|ד| У қой жуңи вә кәндир тепип, Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14|ה| У сода кемилиригә охшаш, Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.