13Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар; Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
14Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаһниң болса, Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
15Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр; Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
16Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр; Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
17Оғлуңни тәрбийәлисәң, у сени арам тапқузар; У көңлүңни сөйүндүрәр.
18Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар; Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.