5Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
6Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду; Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур.
7Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур, Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр.
8Жут маканидин айрилған киши, Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.
9Әтир вә хушбуй көңүлни ачар, Җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр. Җан көйәр достниң сәмимий, хушхуй мәслиһәти кишини хуш қилур.
10Өз достуңни, атаңниң достиниму унтума; Бешиңға күн чүшкәндә қериндишиңниң өйигә кирип йелинма; Йеқиндики дост, жирақтики қериндаштин әла.
11И оғлум, дана бол, көңлүмни хуш қил, Шундақ қилғиниңда мени мәсқирә қилидиғанларға җавап берәләймән.
12Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
13Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
14Қақ сәһәрдә туруп, жуқури авазда достиға бәхит тилигәнлик, Өзини қарғаш һесаплинар.
15Ямғурлуқ күндики тохтимай чүшкән тамчә-тамчә йеғин, Вә соқушқақ хотун бир-биригә охшаштур.
16Уни тизгәнләш боранни тосқанға, Яки яғни оң қол билән чаңгаллиғанға охшаштур.
17Төмүрни төмүргә билисә өткүрләшкәндәк, Достларму бир-бирини өткүрләштүрәр.
18Әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи униңдин әнҗир йәйду; Ғоҗайинини асрап күткән қул иззәт тапиду.
19Суда адәмниң йүзи әкс әткәндәк, Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр.
20Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк, Адәмниң ач көзлири қанаәт тапмас.
21Сапал қазан күмүчни, чанақ алтунни тавлар, Адәм болса махталғанда синилар.
22Ахмақни буғдай билән биргә сәндәлдә талқан қилип соқсаңму, Ахмақлиғи йәнила униңда турар.
23Падилириңниң әһвалини убдан билип тур, Мал-варанлириңдин яхши хәвәр ал;
24Чүнки байлиқниң мәңгү капалити болмас, Таҗ-тәхтму дәвирдин-дәвиргичә турамду?