19И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол, Қәлбиңни Худаниң йолиға башлиғин.
20Мәйхорларға арилашма, Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;
21Чүнки һарақкәш билән нәпси яман ахирида йоқсуллуқта қалар, Ғәпләт уйқисиға патқанларға җәндә кийимни кийгүзәр.
22Сени тапқан атаңниң сөзини аңла, Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.
23Һәқиқәтни сетивал, Уни һәргиз сетивәтмә. Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.
24Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар; Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.
25Ата-анаңни сөйүндүрүп, Сени туққан анаңни хуш қил.
26И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур; Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!