Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 22

Пәнд-несиһәтләр 22:2-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Гадай билән бай бир зиминда яшар; Һәр иккисини яратқан Пәрвәрдигардур.  
3Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
4Өзини төвән тутуп, Пәрвәрдигардин әйминишниң бәрикити — баяшатлиқ, иззәт-һөрмәт вә һаяттур.
5Һейлигәрләрниң йолида тикәнләр, қапқанлар ятар; Өз йолиға һези болған киши улардин жирақ болар.
6Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, Чоң болғанда у шу йолдин чиқмас.
7Байлар мискинләрни башқурур; Қәриздар қәриз егисиниң қулидур.
8Наһәқлиқ уруғини чачқанниң алидиған һосули балаю-апәттур; Униң ғәзәп-һәйвиси чүшәр.  
9Сехий адәм бәрикәт тапар; Чүнки у мискинләргә өз ненидин бөлүп бәргүчидур.  
10Һакавурни қоғливәтсәң, җедәл-маҗира бесилар; Келишмәсликләр вә шәрмәндичиликләр түгәр.
11Пак нийәтни қәдирләйдиған кишиниң сөзлири гөзәлдур; Шуңа падишаһ униң билән дост болар.
12Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар; У ипласларниң сөзлирини ечип ташлап бекар қилар.

Read Пәнд-несиһәтләр 22Пәнд-несиһәтләр 22
Compare Пәнд-несиһәтләр 22:2-12Пәнд-несиһәтләр 22:2-12