28Ялған гувалиқ қилғучи һалак болар; Әйни әһвални аңлап сөзлигән кишиниң сөзи әбәдгичә ақар.
29Яман адәм йүзини қелин қилар; Дурус киши йолини ойлап пухта басар.
30Пәрвәрдигарға қарши туралайдиған һеч қандақ даналиқ, әқил-парасәт яки тәдбир йоқтур.
31Атлар җәң күни үчүн тәйяр қилинған болсиму, Бирақ ғәлибә-ниҗат пәқәт Пәрвәрдигардиндур.