Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Петрус «1»

Петрус «1» 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниңға охшаш, и аяллар, силәр әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, һәтта сөз-каламға итаәт қилмайдиған әрләр болса, өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, ихласмәнлик билән өткүзгән пак жүрүш-турушиңларға қарап, гәп-сөзсизла қайил қилиниду.
3Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун,
4бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.
5Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мушундақ гөзәллик билән өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти.
6Дәл мушундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму Сараһниң пәрсәндлири болған болисиләр.  
7Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән Худа шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.  
8Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар.  
9Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр.
10Чүнки муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Кимки һаятни сөйүп, яхши күн көргүчи болай десә, Тилини яманлиқтин тартсун, Ләвлири мәккарлиқтин нери болсун;
11Яманлиқтин өзини тартип, Гөзәл әмәлләрни қилип жүрсун; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүрсун.  
12Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; Лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду».  
13Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар?
14Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар;   
15бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар.   
16Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун.
17Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, әлвәттә.
18Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди;  
19шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғәлибисини җакалиди.   

20солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди.   
21Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду   
22(Мәсиһ тирилип әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға босундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).