Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Петрус «1»

Петрус «1» 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниң үчүн силәр барлиқ рәзиллик, барлиқ мәккарлиқ, сахтипәзлик, һәсәтхорлуқ вә һәммә төһмәтхорлуқларни ташлап,
2Рәбниң меһриванлиғини тетип билгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақлардәк болуп Худаниң сөз-каламидики сап сүткә тәшна болуңлар. Буниң билән, силәр ниҗатниң камалитигә йетип өсисиләр.  
4Әнди силәр Униңға, йәни адәмләр тәрипидин әрзимәс дәп ташлинип, лекин Худа тәрипидин талланған вә қәдирләнгән тирик таш Болғучиниң йениға келип  
5силәр өзүңларму тирик ташлар сүпитидә бир роһий ибадәтхана қилинишқа, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худани хурсән қилидиған роһий қурбанлиқларни сунидиған муқәддәс каһин қатаридикиләр болушқа қурулуватисиләр;  
6Чүнки муқәддәс язмиларда мундақ дейилгән: — «Мана, талланған, қәдирләнгән бүрҗәк һул тешини Зионға қойдум. Униңға етиқат қилғучи һәр ким һәргиз йәргә қарап қалмайду».  
7Әнди етиқат қилғучи болған силәргә нисбәтән ташниң қәдири болиду. Лекин Униңға етиқат қилмайдиғанларға нисбәтән У муқәддәс язмиларда дейилгинидәк болди: — «Тамчилар әрзимәс дәп ташливәткән бу таш, Буҗәк ул теши болуп тикләнди!», Вә: — «Бу таш кишиләргә путликашаң таш, Адәмни жиқитидиған қорам таш болиду». Чүнки мушундақ кишиләр Худаниң сөз-каламиға итаәт қилмаслиғи түпәйлидин путлишип жиқилиду; уларниң бундақ болуши алдин бекитилгәндур.  
9Лекин силәр болсаңлар Худа таллиған бир җәмәт, шаһанә бир каһинлиқ, пак-муқәддәс бир әл, шундақла Өзигә алаһидә хас болған бир хәлиқсиләр; буниң мәхсити, силәрни қараңғулуқтин Өзиниң тилсимат йоруқлуғиға чақирғучиниң пәзиләтлирини намайән қилишиңлардин ибарәт.   
10Бурун силәр бир хәлиқ һесапланмайттиңлар, лекин һазир Худаниң хәлқисиләр; бурун Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин һазир ериштиңлар.  
11И сөйүмлүклирим, силәр бу дунияға мусапир вә меһмандурсиләр, силәрдин өтүнүмәнки, роһ-қәлбиңлар билән қаршилишидиған әтлириңлардики нәпс-шәһвәтләрдин өзүңларни жирақ тутуңлар.   
12Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, Худаниң уларни ойғитип йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин.  
13Шуңа Рәбниң һөрмитидә инсанлар арисидики һәр бир һакимийәтниң түзүмигә, мәйли әң жуқури мәнсәптики падишаһқа болсун яки у тайинлиған һоқуқдарларға болсун бойсунуңлар. Чүнки бу һоқуқдарлар падишаһ тәрипидин яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланғандур.
15Чүнки Худаниң ирадиси шундақки, яхши әмәллириңлар билән надан адәмләрниң орунсиз шикайәтлирини тувақлаштур.
16Силәр әркин-азат болғиниңлар билән, бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар, бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп,   
17Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, етиқатчи қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, падишаһни һөрмәтләңлар.  
18Қуллар, ғоҗайинлириңларға толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар — ялғуз меһриван вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки териккәк ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.   
19Чүнки әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә һәмдә буларға сәвир-тақәт қилса, бу Худани хурсән қилиду.   
20Чүнки әгәр силәр гуна өткүзүп, тегишлик урулғиниңларда, униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, буниң махтанғидәк немиси бар! Лекин яхши ишларни қилип азап-оқубәт чәксәңлар һәмдә униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, у Худани хурсән қилиду.
21Чүнки силәр дәл шуниңға чақирилдиңлар. Чүнки Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун дәп, силәргә үлгә қалдурди;

22«У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас».   
23У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти.   
24У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.   
25Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр, лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар.