Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2» - Падишаһлар «2» 15

Падишаһлар «2» 15:11-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
12Униң өлтүрүлүши Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.
13Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падишаһ болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди.
14Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падишаһ болди.
15Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
17Йәһуда падишаһи Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падишаһ болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди.
18У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
19Асурийәниң падишаһи Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди.   
20Мәнаһәм Асурийәниң падишаһиға беридиған шу пулни Исраилниң һәммә бай адәмлиригә баҗ селиш билән алди; у һәр биридин әллик шәкәл күмүч алди. Шуниң билән Асурийәниң падишаһи қайтип кәтти вә бу зиминда туруп қалмиди.
21Мәнаһәмниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
22Мәнаһәм ата-бовилириниң арисида ухлиди вә оғли Пәкаһия орнида падишаһ болди.
23Йәһуда падишаһи Азарияниң сәлтәнитиниң әллигинчи жилида, Мәнаһәмниң оғли Пәкаһия Самарийәдә Исраилға падишаһ болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
24У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
25Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падишаһ ордисидики қәләдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падишаһ болди.

Read Падишаһлар «2» 15Падишаһлар «2» 15
Compare Падишаһлар «2» 15:11-25Падишаһлар «2» 15:11-25