Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 8

Падишаһлар «1» 8:2-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айдики бекитилгән һейтта Сулайман падишаһниң қешиға жиғилди.
3Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип маңди.
4Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар билән Лавийлар мушуларни елип чиқти.
5Сулайман падишаһ вә униң алдиға жиғилған барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калиларни қурбанлиқ қилишатти.
6Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип, керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
7Чүнки керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
8Бу балдақлар наһайити узун болғачқа, каламханиниң алдидики муқәддәс җайда туруп, әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
9Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки таш тахтидин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән һорәбдә әһдә түзгән еди).  

Read Падишаһлар «1» 8Падишаһлар «1» 8
Compare Падишаһлар «1» 8:2-9Падишаһлар «1» 8:2-9