Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 6

Падишаһлар «1» 6:24-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз вә йәнә бир қанитиниң узунлуғи һәм бәш гәз болуп, бир қанитиниң учидин йәнә бир қанитиниң учиғичә он гәз еди.
25Иккинчи керубниң икки қанити қошулуп он гәз еди. Икки керубниң чоң-кичиклиги вә шәкли охшаш еди.
26Бир керубниң егизлиги он гәз болуп, иккинчи керубниңкиму һәм шундақ еди.
27У керубларни ичкирики ханида қойди. Керубларниң қанатлири йейилип туратти. Бирисиниң бир қанити бир тамға тегип, иккинчисиниң қанити удулидики тамға тегип туратти; иккисиниң ичидики қанатлири ханиниң оттурисида бир-биригә тегишип туратти.
28У керубларни алтун билән қаплиди.
29У ибадәтханиниң тамлириниң пүткүл ич чөрсини, йәни ичкирики ханиниң вә һәм ташқириқи ханиниң чөрисини керуб билән хорма дәрәқлириниң шәкиллири вә чечәк нусхилири билән нәқиш қилди.
30Ибадәтханиниң полини, йәни ичкирики ханиниң һәм ташқириқи ханиниңкини алтун билән қаплиди.
31Каламханиниң кириш еғизиға у зәйтун яғичидин етилгән қош ишикләрни ясиди. Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди.
32Бу қош ишикләр зәйтун яғичидин етилгән еди; у ишикләрниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилири нәқиш қилинип зиннәтләнгән еди; у ишикләрни, җүмлидин керуб билән хорма дәрәқлириниң нәқишлирини алтун билән қаплиди.
33Ибадәтханиниң ташқи ханисиниң ишигиниң кешәклирини зәйтун яғичидин ясиди; улар өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди;
34қош қанатлиқ ишик болса арча яғичидин ясалди. Бир қанити йейилип қатлинатти, иккинчи қанитиму йейилип қатлинатти.
35У уларниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилирини нәқиш қилди; андин уларниң үстигә, җүмлидин нәқишләр үстигә алтун қаплиди.
36Ичкирики һойлиниң темини болса у үч қәвәт ойулған таш билән бир қәвәт кедир яғичидин ясиди.

Read Падишаһлар «1» 6Падишаһлар «1» 6
Compare Падишаһлар «1» 6:24-36Падишаһлар «1» 6:24-36