10Шуниң билән, Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк қилди; Һарун һасисини Пирәвн билән униң әмәлдарлириниң алдиға ташливиди, у иланға айланди.
11У вақитта Пирәвн данишмәнлири вә сеһригәрлирини чақиртип кәлди; Мисирниң җадугәрлириму өз җадуси билән охшаш ишни қилди.
12Уларниң һәр бири өз һасисини ташлиди; уларму иланға айланди. Лекин Һарунниң һасиси уларниң һасилирини жутуп кәтти.