Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 7

Луқа 7:1-43

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әйса көпчиликкә бу сөзләрниң һәммисини қилип болғандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә қайта кирди.
2У йәрдә мәлум бир йүз бешиниң әтиварлиқ қули еғир кесәл болуп, сәкратта ятатти.
3Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, униң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти.
4Улар Әйсаниң алдиға кәлгәндә униңға: — Бу ишни тилигүчи болса, тилигини иҗабәт қилишиңизға һәқиқәтән әрзийдиған адәм.
5Чүнки у бизниң Йәһудий елимизни яхши көриду вә һәтта биз үчүн бир синагогму селип бәрди, — дәп җиддий қияпәттә өтүнүшти.
6Әйса улар билән биллә барди. Бирақ өйигә аз қалғанда, йүз беши Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтип униңға мундақ дегүзди: — «Тәхсир, өзлирини аварә қилмисила, өзлириниң торусумниң астиға келишлиригә әрзимәймән.
7Шуңа өзүмниму силиниң алдилириға беришқа лайиқ һесаплимидим. Сили пәқәт бир еғиз сөз қилип қойсила, қулум сақийип кетиду.
8Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, қол астимдиму ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду; қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду».
9Әйса бу гәпни аңлап йүз бешиға тәәҗҗүбләнди. У бурулуп кәйнигә әгәшкән халайиққа: Дәрвәқә, һәтта Исраилдиму бундақ зор ишәшни тапалмиған едим! — деди.
10Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди.
11Бу иштин кейин у Наин дегән бир шәһәргә барди. Униң мухлислири вә йәнә топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
12У шәһәр қовуқиға йеқинлашқанда, мана кишиләр җиназа көтирип чиқиватқан еди. Өлгүчи анисиниң йәккә-йеганә оғли еди, униң үстигә аниси тул аял еди. Шәһәрдин чоң бир топ адәм аялға һәмраһ болуп чиққан еди.
13Рәб уни көрүп, униңға ичини ағритип: — Жиғлимиғин, — деди.
14Шуниң билән у өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди, тавут көтәргәнләр тохтиди. У: — Жигит, саңа ейтимән, ойған! — деди.   
15Өлгүчи болса руслинип тик олтарди вә гәп қилишқа башлиди. Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.
16Һәммәйләнни қорқунуч бесип, улар Худани улуқлап: — «Аримизда улуқ бир пәйғәмбәр турғузулди!» вә «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — дейишти.  
17Униң тоғрисидики бу хәвәр пүтүн Йәһудийә зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
18Йәһяниң мухлислири әнди бу барлиқ ишларниң хәвирини униңға йәткүзди. Йәһя мухлислиридин иккиләнни өзигә чақирип,
19Уларни Әйсаниң алдиға әвәтип: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә әвәтти.
20Улар Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһя бизни сәндин: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә йениңға әвәтти — деди.
21Дәл шу вақитта Әйса ағриқ-силақ вә кесәл-ваба басқан вә яман роһлар чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун қариғуларни көридиған қилди.
22Шуниң билән у Йәһяниң мухлислириға: — Силәр қайтип берип, Йәһяға өз аңлиған вә көргәнлириңлар тоғрилиқ хәвәр йәткүзүп — «Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлиялайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар.
23Униңға йәнә: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
24Йәһяниң әлчилири кәткәндин кейин, у топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөз ечип: — «Силәр бурун Йәһяни издәп чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму?
25Яки есил кийим кийгән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиғанлар падишаһларниң ордилиридин тепилидуғу!
26Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу болса пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур.
27Чүнки муқәддәс язмилардики: — «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп йезилған сөз мана дәл униң тоғрисида йезилғандур.   
28Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида Йәһядинму улуғи йоқ; амма Худаниң падишаһлиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду
29(әнди Йәһяни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди.
30Лекин Пәрисийләр вә Тәвратшунаслар Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхсәт-ирадисини чәткә қаққан еди).
31Лекин бу заманниң кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар кимләргә охшайду?
32Улар худди рәстә-базарларда олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп қақшайдиған тутуруқсиз балиларға охшайду.
33Чүнки Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти. Шуниң билән силәр: «Униңға җин чаплишипту» дейишисиләр.   
34Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана силәр: «Таза бир тоймас вә мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң достидур» дейишисиләр.
35Лекин даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрсәндлири арқилиқ дурус дәп тонулиду».
36Пәрисийләрдин бири униңдин өйүмдә меһман болсиңиз дәп өтүнди. Әнди у Пәрисийниң өйигә кирип дәстиханда олтарди.   
37Вә мана, у шәһәрдә бузуқ дәп тонулған бир аял Әйсаниң бу Пәрисийниң өйидә дәстиханда олтарғанлиғини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида мурмәкки елип кәлди.
38У жиғлиған пети униң кәйнидә, путиға йеқин туруп, көз яшлири қилип, путлирини һөл қиливәтти; андин чачлири билән униң путлирини ертип қурутти һәм путлирини тохтимай сөйүп, үстигә әтир сүрди.
39Әнди уни чақирған Пәрисий бу ишни көрүп, ичидә: «Бу адәм раст пәйғәмбәр болған болса, өзигә тегиватқан бу аялниң ким вә қандақ екәнлигини биләтти. Чүнки у бир бузуқ!» дәп ойлиди.
40Шуниң билән Әйса униңға җавапән: — Симон, саңа дәйдиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, устаз, — деди Симон.
41— Икки адәм мәлум бир қәриз егисигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч динарға, йәнә бири болса әллик күмүч динарға қәриздар екән.
42Лекин һәр иккисиниң қәризни қайтурғили һеч нәрсиси болмиғачқа, қәриз егиси меһриванлиқ қилип һәр иккисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә, уларниң қайсиси уни бәкрәк сөйиду? — дәп сориди Әйса.
43Симон җавапән: — Мениңчә, қәрзи көпрәк кәчүрүм қилинған киши, — деди. — Тоғра һөкүм қилдиң, — деди Әйса.

Read Луқа 7Луқа 7
Compare Луқа 7:1-43Луқа 7:1-43