Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 2

Луқа 2:25-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Вә мана шу чағларда, Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши туратти. У һәм һәққаний вә ихласмән адәм болуп, «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи»ни интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униң вуҗудиға яр еди.
26У Муқәддәс Роһтин кәлгән вәһийдин өзиниң Пәрвәрдигарниң Мәсиһини көрмигичә өлүм көрмәйдиғанлиғини билгән еди.
27У Муқәддәс Роһниң башлиши билән ибадәтханиниң һойлилириға кирди; ата-аниси Тәвратта бекитилгән адәтни беҗириш үчүн бовақ Әйсани көтирип киргәндә,
28Симеон бовақни қучиғиға елип, Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқуп мундақ деди: —
29«Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;  
30Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,
31Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;  
32У әлләргә вәһий болидиған нур, Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»  
33Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти.
34Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди: — Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, Худаниң бешарәтлик аламити болиду.
35Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!
36Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап,

Read Луқа 2Луқа 2
Compare Луқа 2:25-36Луқа 2:25-36