6— Силәр көрүватқан бу барлиқ нәрсиләргә нисбәтән, шу күнләр келидуки, һәтта бир тал ташму таш үстидә қалдурулмай, һәммиси гумран қилиниду, — деди.
7Улар униңдин: — Устаз, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Бу ишларниң йүз беридиғанлиғини аян қилидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сориди.
8У мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һези болуңлар. Чүнки тола кишиләр мениң намимни сетип: «Мана өзүм шудурмән!» вә «Әшу вақит йеқинлашти!» дәйду. Шуңа уларниң кәйнигә кирмәңлар.
9Силәр уруш вә топилаңларниң хәвирини аңлиған вақтиңлардиму вәһимигә чүшмәңлар; чүнки бу ишларниң авал йүз бериши муқәррәр. Лекин булар, заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
10Андин у йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишаһлиқ йәнә бир падишаһлиқ билән урушқа чиқиду.