Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 1

Луқа 1:8-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8У өз түркүмидики каһинлар арисида ибадәтханида нөвәтчилик вәзиписини Худа алдида ада қиливатқанда,
9шу чағдики каһинлиқ адити бойичә, улар Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»иға кирип хушбуй селишқа муйәссәр болушқа чәк ташлиғанда шундақ болдики, чәк униңға чиқти.
10Әнди у хушбуй селиватқан вақтида, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти.
11Туюқсиз Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униңға хушбуйгаһниң оң тәрипидә көрүнди.
12Уни көргән Зәкәрия һодуқуп қорқунучқа чөмүп кәтти.
13Бирақ пәриштә униңға: — Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Чүнки тилигиң иҗабәт қилинди, аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин.   
14У саңа шат-хурамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр шатлиниду.
15Чүнки у Пәрвәрдигарниң нәзиридә улуқ болиду. У һеч қандақ һарақ-шарап ичмәслиги керәк; һәтта анисиниң қосиғидики вақтидин тартипму Муқәддәс Роһқа толдурулған болиду.
16У Исраиллардин нурғунлирини Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтуриду.
17У Рәбниң алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп, атиларниң қәлблирини балиларға майил қилип, итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп, Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду, — деди.  
18Зәкәрия болса пәриштидин: Мәнму қерип қалған, аялимму хелә яшинип қалған турса, бу ишни қандақ җәзм қилалаймән? — дәп сориди.
19Пәриштә җавапән: — Мән Худаниң һозурида турғучи Җәбраилмән. Саңа сөз қилишқа, бу хуш хәвәрни саңа йәткүзүшкә мән әвәтилдим.
20Вақит-саити кәлгәндә чоқум әмәлгә ашурулидиған бу сөзлиримгә ишәнмигәнлигиң түпәйлидин, бу ишлар әмәлгә ашурулған күнигичә мана сән тилиң тутулуп, зуванға келәлмәйсән, — деди.

Read Луқа 1Луқа 1
Compare Луқа 1:8-20Луқа 1:8-20