Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 9

Йәшуа 9:14-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Шуниң билән Исраиллар уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди, лекин Пәрвәрдигардин йол соримиди.
15Шундақ қилип, Йәшуа улар билән сүлһи түзүп, уларни тирик қоюшқа улар билән әһд бағлиди; җамаәт әмирлириму уларға қәсәм қилип бәрди.
16Улар әһдә бағлишип үч күндин кейин, бу хәлиқниң өзлиригә хошна екәнлигини, өзлириниң арисида олтиришлиқ екәнлиги уларға мәлум болди.
17Исраиллар сәпирини давамлаштуруп үчинчи күни уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди; уларниң шәһәрлири Гибеон, Кәфираһ, Бәәрот билән Кириат-йеарим еди.
18Җамаәтниң әмирлири илгири Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән уларға қәсәм қилған болғачқа, Исраиллар уларға һуҗум қилмиди. Буниң билән пүткүл җамаәт әмирләр үстидин ғотулдашқили турди.
19Лекин әмирләрниң һәммиси пүткүл җамаәткә: — Биз уларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилип бәргәчкә, уларға қол тәккүзәлмәймиз.
20Биз уларға қилған қәсәмимиз түпәйлидин, үстимизгә ғәзәп чүшмәслиги үчүн уларни тирик қалдурушмиз керәк; уларға шундақ қилмисақ болмайду, деди.
21Андин әмирләр җамаәткә йәнә: — Уларни тирик қоюңлар; һалбуки, улар пүткүл җамаәт үчүн отун ярғучи вә су тошуғучилар болиду, деди. Бу иш әмирләр җамаәткә дегәндәк болди.
22У вақитта Йәшуа уларни чақирип уларға: — Силәр аримиздики йәрликләр туруп, немишкә биз жирақтин кәлдуқ, дәп бизни алдидиңлар?
23Буниң үчүн силәр әнди ләнәткә қелип, араңларда Худайимниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болуштин бирәр адәмму мустәсна болмайду, — деди.

Read Йәшуа 9Йәшуа 9
Compare Йәшуа 9:14-23Йәшуа 9:14-23