Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 19

Йәшуа 19:6-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Бәйт-Либаот вә Шаруһән болуп, җәмий он үч шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
7Буниңдин башқа йәнә Аин, Риммон, Етәр, Ашан болуп, җәмий төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар
8Һәмдә җәнуп тәрәптики Баалат-Бәәр (йәни җәнупдики Рамаһ)ғичә болған бу төрт шәһәрниң әтрапидики һәммә кәнт-қишлақларму бар еди. Булар Шимеонлар қәбилисиниң үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә еришкән мираси еди.
9Шимеонларниң мирас үлүши Йәһудаларниң үлүшиниң ичидин елип берилди; чунки Йәһудаларниң мирас үлүши өзлиригә көплүк қилған еди, шуңа Шимеонларниң мирас үлүши уларниң мирас үлүшиниң ичидин берилди.
10Үчинчи чәк Зәбулунлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мирас чегариси Саридқа баратти,
11чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти;
12У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди;
13андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа йәнә бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди.
14Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти.
15Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти.
16Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
17Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
18уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм,
19Һафарайим, Шион, Анаһарат,
20Раббит, Кишион, Ебәз,
21Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди;
22андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
23Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
24Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;
25уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф,
26Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип,
27андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун зимини билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти;
28Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди.
29андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти;
30зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди.
31Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
32Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди;

Read Йәшуа 19Йәшуа 19
Compare Йәшуа 19:6-32Йәшуа 19:6-32