Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 15

Йәшуа 15:18-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
19У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
20Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
21Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур,
22Кинаһ, Димонаһ, Ададаһ,
23Кәдәш, Һазор, Йитнан,
24Зиф, Тәләм, Беалот,
25Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор),
26Амам, Сема, Моладаһ,
27Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт,
28Һазар-Шуал, Бәәр-шеба, Бизиотия,
29Баалаһ, Иҗим, Езәм,
30Әлтолад, Кесил, Хормаһ,
31Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ,
32Либаот, Шилһим, Аин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
33Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ,

Read Йәшуа 15Йәшуа 15
Compare Йәшуа 15:18-33Йәшуа 15:18-33