Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 3

Батур Һакимлар 3:20-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
20Андин Әһуд падишаһниң алдиға кәлди; падишаһ ялғуз салқин балиханида олтиратти. Әһуд: — Мәндә сили үчүн Худадин кәлгән бир сөз бар, девиди, падишаһ орундуқтин қопуп өрә турди.
21Шуниң билән Әһуд сол қолини узитип оң янпишидин шәмшәрни суғуруп елип, униң қосиғиға тиқти.
22Шундақ қилип шәмшәрниң дәстисиму тиғи билән қошулуп кирип кәтти, семиз ети шәмшәрни қисивалғачқа, Әһуд шәмшәрни қосиғидин тартип чиқиривалмиди; үчәй-поқи арқидин чиқти.
23Андин Әһуд даланға чиқип, балиханиниң ишиклирини ичидин етип қулуплап қойди.
24У чиқип кәткәндә, падишаһниң хизмәтчилири келип қариса, балиханиниң ишиклири қулуплақлиқ еди. Улар: — Падишаһ салқин өйдә чоң тәрәткә олтарған болса керәк, дәп ойлиди.
25Улар узун сақлап кирмисәк сәт боларму дәп ойлашти; у йәнила балиханиниң ишиклирини ачмиғандин кейин, ачқучни елип ишикләрни ечивиди, мана, ғоҗисиниң йәрдә өлүк ятқинини көрди.
26Әнди улар иккилинип қарап турған вақтида, Әһуд қечип чиққан еди; у таш оймилар бар җайдин өтүп, Сеираһқа қечип кәлгән еди.
27Шу йәргә йәткәндә, у Әфраим тағлиқ районида канай челивиди, Исраиллар униң билән биргә тағлиқ райондин чүшти, у алдида йол башлап маңди.
28У уларға: — Маңа әгишип жүрүңлар, чүнки Пәрвәрдигар дүшминиңлар Моабийларни қолуңларға тапшурди, — девиди, улар униңға әгишип чүшүп, Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, һеч кимни өткүзмиди.

Read Батур Һакимлар 3Батур Һакимлар 3
Compare Батур Һакимлар 3:20-28Батур Һакимлар 3:20-28