Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 3

Батур Һакимлар 3:10-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у Исраилға һакимлиқ қилди; у җәңгә чиқивиди, Пәрвәрдигар Арамниң падишаһи Қушан-Ришатаимни униң қолиға тапшурди; буниң билән у Қушан-Ришатаимниң үстидин ғалип кәлди.
11Шуниңдин кейин зиминда қириқ жилғичә аманлиқ болди; Кеназниң оғли Отнийәл аләмдин өтти.
12Андин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; улар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғачқа, у Моабниң падишаһи Әглонни Исраил билән қаришилишишқа күчләндүрди.
13У Аммонийлар вә Амаләкийләрни өзигә тартип, җәңгә чиқип Исраилни уруп қирип, «Һормилиқ Шәһәр»ни ишғал қилди.
14Буниң билән Исраиллар он сәккиз жилғичә Моабниң падишаһи Әглонға беқинди болди.
15Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар улар үчүн бир қутқузғучи, йәни Бинямин қәбилисидин болған Гәраниң оғли Әһудни турғузди; у солхай еди. Исраил униң қоли билән Моабниң падишаһи Әглонға соғат әвәтти.
16Әнди Әһуд өзигә бир гәз узунлуқта икки бислиқ бир шәмшәр ясатқан еди; уни кийиминиң ичигә, оң янпишиниң үстигә қистурувалди;
17У шу һаләттә соғатни Моабниң падишаһи Әглонниң алдиға елип кәлди. Әглон толиму семиз бир адәм еди.
18Әһуд соғатни тәқдим қилип болғандин кейин, соғатни көтирип кәлгән кишиләрни кәткүзүвәтти;
19андин өзи Гилгалниң йенидики таш оймилар бар җайдин йенип, падишаһниң қешиға келип: — Әй падишаһ, мәндә өзлиригә дәйдиғән бир мәхпийәтлик бар еди, — девиди, падишаһ: — Җим тур! — деди. Шуниң билән әтрапидики хизмәткарларниң һәммиси сиртқа чиқип кәтти.
20Андин Әһуд падишаһниң алдиға кәлди; падишаһ ялғуз салқин балиханида олтиратти. Әһуд: — Мәндә сили үчүн Худадин кәлгән бир сөз бар, девиди, падишаһ орундуқтин қопуп өрә турди.
21Шуниң билән Әһуд сол қолини узитип оң янпишидин шәмшәрни суғуруп елип, униң қосиғиға тиқти.
22Шундақ қилип шәмшәрниң дәстисиму тиғи билән қошулуп кирип кәтти, семиз ети шәмшәрни қисивалғачқа, Әһуд шәмшәрни қосиғидин тартип чиқиривалмиди; үчәй-поқи арқидин чиқти.
23Андин Әһуд даланға чиқип, балиханиниң ишиклирини ичидин етип қулуплап қойди.
24У чиқип кәткәндә, падишаһниң хизмәтчилири келип қариса, балиханиниң ишиклири қулуплақлиқ еди. Улар: — Падишаһ салқин өйдә чоң тәрәткә олтарған болса керәк, дәп ойлиди.
25Улар узун сақлап кирмисәк сәт боларму дәп ойлашти; у йәнила балиханиниң ишиклирини ачмиғандин кейин, ачқучни елип ишикләрни ечивиди, мана, ғоҗисиниң йәрдә өлүк ятқинини көрди.
26Әнди улар иккилинип қарап турған вақтида, Әһуд қечип чиққан еди; у таш оймилар бар җайдин өтүп, Сеираһқа қечип кәлгән еди.

Read Батур Һакимлар 3Батур Һакимлар 3
Compare Батур Һакимлар 3:10-26Батур Һакимлар 3:10-26