Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 2

Батур Һакимлар 2:2-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?!
3Шуңа Мән шу чағда силәргә: «Шундақ қилсаңлар уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.  
4Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти.
5Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.
6Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти.
7Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
8Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
9Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
10Бу дәвирдикиләрниң һәммиси өлүп өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
11Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти.

Read Батур Һакимлар 2Батур Һакимлар 2
Compare Батур Һакимлар 2:2-11Батур Һакимлар 2:2-11