Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 11

Батур Һакимлар 11:5-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди.
6Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди.
7Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җавапән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди.
8Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди.
9Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди.
10Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа җавап берип: —Ейтқиниңдәк қилмисақ, Пәрвәрдигар Өзи аримизда гува болуп һөкүм чиқарсун! — деди.
11Буни аңлап Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллири билән барди; хәлиқ уни өзлиригә һәм баш һәм сәрдар қилип тиклиди. Йәфтаһ Мизпаһға барғанда һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди.
12Андин Йәфтаһ Аммонийларниң падишаһиға әлчиләрни әвәтип, униңдин: — Мениң зиминимға бесип кирип, мән билән соқушушқа мәндә немә һәққиң бар еди? — дәп сориди.
13Аммонийларниң падишаһи Йәфтаһниң әлчилиригә җавап берип: — Чүнки Исраиллар Мисирдин чиқип кәлгәндә улар Арнон дәриясидин тартип шималдики Яббок еқиниғичә вә ғәриптә Иордан дәриясиғичә мениң зиминимни булап егиливалған еди. Әнди сән бу йәрләрни течлиқ билән маңа яндуруп бәр! — деди.
14Йәфтаһ әлчиләрни Аммонийларниң падишаһиниң қешиға йәнә әвәтип
15униңға: — Йәфтаһ сөз қилип мундақ дәйду: «Исраил нә Моабниң зиминини нә Аммонниң зиминини егилимиди,
16бәлки улар Мисирдин чиқип кәлгәндә чөл-баяванда меңип Қизил деңиздин өтүп, андин Қадәш дегән җайға йетип кәлгән еди;
17шу чағда Исраиллиқлар Едом падишаһиниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Зиминлиридин кесип өтүвелишқа иҗазәт бәргәйла» дәп соривиди, Едом падишаһи унимиған еди. Шуниң билән улар Моаб падишаһиниң қешиға илтиҗа билән әлчиләрни әвәтсә, уму қошулмиған еди. Шу сәвәптин Исраиллар Қадәштә туруп қалған;
18андин улар чөл-баяван билән меңип Едом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәриқ тәрипидин келип, ахирида Арнон дәриясиниң шу қетида чедир тикти. Улар Моабниң чегариси ичигә кирмиди; чүнки Арнон дәрияси Моабниң чегарасидур.
19Андин Исраил Аморийларниң падишаһи Сиһонға, йәни Һәшбонниң падишаһиниң қешиға әлчиләрни әвәтип: «Бизниң зиминлириниң ичидин өтүп өз җайимизға беривелишимизға иҗазәт бәргәйла» — деди.
20Лекин Сиһон Исраилға ишәш қилалмай, жутидин өткили қоймиди; у бәлки хәлиқлириниң һәммисини жиғип, Җаһзаһ дегән җайға чүшүп чедиргаһ тикип, Исраил билән урушти.
21Амма Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Сиһонни барлиқ хәлқи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшурди, Исраиллар уларни уруп қирди. Андин Исраил шу йәрдә олтиришлиқ Аморийларниң һәммә зиминини егилиди.
22Арнон дәриясидин тартип Яббок еқиниғичә, чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә Аморийларниң пүткүл зиминини егилиди.
23Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Аморийларни Өз хәлқи болған Исраилниң алдидин қоғлап чиқарди, әнди сән шу жутқа егә болмақчимусән?
24Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу? Шуниңға охшаш Пәрвәрдигар Худайимиз алдимиздин һайдап чиқиривәткән хәлиқниң йеригә болса, бизму шуниңға егә болимиз.
25Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаһи болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған?
26Йәнә келип, Исраил Һәшбон вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда, Ароәр вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда, немишкә силәр шу йәрләрни қайтурувалмидиңлар?
27Шуңа мән саңа гуна қилмидим, бәлки маңа таҗавуз қилип, яманлиқ қилғучи сән өзүңдурсән. Бирдинбир адаләт чиқарғучи Пәрвәрдигар Өзи бүгүн Исраиллар билән Аммонийларниң оттурисида һөкүм чиқарсун!» — деди.
28Лекин Аммонийларниң падишаһи Йәфтаһниң әлчи әвәтип ейтқан сөзлирини тиңшимиди.
29Шу вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Йәфтаһниң үстигә чүшүп, у қувәтлинип Гилеад билән Манассәһләрниң жутидин өтүп Гилеадтики Мизпаһқа берип, андин Гилеадтики Мизпаһдин Аммонийлар тәрәпкә маңди.

Read Батур Һакимлар 11Батур Һакимлар 11
Compare Батур Һакимлар 11:5-29Батур Һакимлар 11:5-29