Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 2

Росулларниң паалийәтлири 2:34-46

Help us?
Click on verse(s) to share them!
34Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни Зәбурда ейтқан: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»».  
36Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!».
37Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин: — И қериндашлар, ундақта биз немә қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
38Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду.
39Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.  
40Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға: — Силәр өзүңларни бу иплас дәвирдин қутқузуңлар! — дәп җекилиди.
41Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни җамаәткә қошулғанлар үч миңчә киши еди.
42Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди.
43Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди.
44Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.
45Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти.
46Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,

Read Росулларниң паалийәтлири 2Росулларниң паалийәтлири 2
Compare Росулларниң паалийәтлири 2:34-46Росулларниң паалийәтлири 2:34-46