Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 22

Росулларниң паалийәтлири 22:15-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән!
16Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди.
17Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди
18вә Рәбниң маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.
19Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду.
20Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим.
21Бирақ у маңа: «Кәткин! Сени жирақтики әлләргә әвәтимән!» — деди.
22Павлус мошу сөзни дегичә халайиқ униңға қулақ селивататти. Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.  
23Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда,
24миң беши Павлусни қәләгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди.
25Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.
26Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип: — Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.

Read Росулларниң паалийәтлири 22Росулларниң паалийәтлири 22
Compare Росулларниң паалийәтлири 22:15-26Росулларниң паалийәтлири 22:15-26