13Униңға бир аваз аңланди: — «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!»
14— Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.
15Аваз иккинчи қетим келип униңға: — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.
16Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди.
17Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәниси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти.
18Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.
19Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәниси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди.
20Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди.
21Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди.
22Улар җавапән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди.
23Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди.
24Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти.
25Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26Лекин Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.