Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 6

Пәнд-несиһәтләр 6:26-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26Чүнки бузуқ аяллар түпәйлидин адәмләр бир парчә нанғиму зар болиду, Ят адәмниң зинахор аяли болса кишиниң қиммәтлик җенини өзигә ов қиливалиду.
27Отни қойнуңға салсаң, Өз кийимиңни көйдүрмәмсән?
28Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
29Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду; Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
30Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
31Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса, Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду; У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.
32Һалбуки, башқиларниң хотуни билән зина қилғучи униңдинму бәттәр болуп, толиму ғәпләтликтур; Ундақ қилғучи өз-өзини һалак қилиду.

Read Пәнд-несиһәтләр 6Пәнд-несиһәтләр 6
Compare Пәнд-несиһәтләр 6:26-32Пәнд-несиһәтләр 6:26-32