11Лекин ухлап ятқанда, мискинлик қарақчидәк келип сени басиду, Йоқсуллуқ худди қураллиқ булаңчидәк һуҗумға өтиду.
12Әрзимәс, пәйли бузуқ адәм һәммила йәрдә ялған ейтип, пәсликни сөзләйду.
13У көз қисип, Путлири билән ишарә қилип, Бармақлири билән көрситиду;
14Көңлидә алдамчилиқла ятиду, У дайим рәзилликниң койида болиду, Һәммила йәрдә җедәл-маҗира терийду.
15Шуңа униңға бекитилгән балайиқаза уни туюқсиз басиду, У бирақла давалиғусиз янҗилиду.
16Пәрвәрдигар нәпрәтлинидиған алтә нәрсә бар, Бәрһәқ, йәттә нәрсә Униңға жиркиничликтур.
17Улар болса, Тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз, Ялған сөзләйдиған тил, Бигуналарниң қенини төкүзидиған қол,
18Сүйқәст ойлайдиған көңүл, Яманлиқ қилишқа тез жүгүрәйдиған путлар,
19Ялған сөзләйдиған сахта гувачи, Бурадәр-қериндашлири арисиға бөлгүнчилик салғучи кишидур.
20И оғлум, атаңниң әмригә әмәл қил; Анаңниң көрсәтмисидин чиқма.
21Уларниң сөзини қәлбиңгә теңип, Уларни бойнуңға марҗандәк қилип есивал.
22Йолға чиққиниңда улар сени йетәкләйду, Ухлиғиниңда улар сени сақлайду, Уйқидин ойғанғиниңда улар сени хәвәрләндүриду.
23Чүнки Худаниң пәрмани йоруқ чирақ, Униң муқәддәс қануни нурдур; Тәрбийәниң тәнбиһлири болса һаятлиқ йолидур.
24Улар сени бузуқ хотундин сақлиғучи, Ят хотунниң шерин сөзлиридин жирақ қилғучидур.
25Униң гузәллигигә көңлүңни бағлимиғин, Униң қаш-көз ойнитиши сени әсиргә алмисун.
26Чүнки бузуқ аяллар түпәйлидин адәмләр бир парчә нанғиму зар болиду, Ят адәмниң зинахор аяли болса кишиниң қиммәтлик җенини өзигә ов қиливалиду.
27Отни қойнуңға салсаң, Өз кийимиңни көйдүрмәмсән?
28Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
29Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду; Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
30Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
31Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса, Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду; У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.