6Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп, Басқан қәдәмлири турақсиз болиду, Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
7Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
8Ундақ хотундин жирақ қач! Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
9Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән, Яшлиқ жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән!
10Ят адәмләр байлиқлириң билән өзини толдуриду, Җапалиқ әҗирлириңниң мевиси яқа жутлуқниң өйигә өтүп кетиду;
11Әҗилиңдә налә-пәряд көтәргиниңдә, Әзайи-бәдиниң йәм болғанда,
12Шу чағда сән: — «Аһ, несиһәтләрдин неманчә нәпрәтләнгәндимән! Көңлүмдә тәнбиһләрни неманчә кәмситкәндимән!
13Немишкә устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән? Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
14Җәмийәттиму, җамаәт алдидиму һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — дәп қалисән.
15Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин, Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан.
16Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә боламду? Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17Булар саңила хас болсун, Ят кишиләргә тәгмисун!
18Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай! Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан.