4Атам маңа үгитип мундақ деди: — Сөзлиримни есиңдә тут; Көрсәтмилиримгә риайә қил, Шуниң билән яшнайсән.
5Даналиқни алғин, әқил тап, Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
6Даналиқтин ваз кәчмә, у сени сақлайду; Уни сөйгин, у сени қоғдайду.
7Даналиқ һәммә ишниң бешидур; Шуңа даналиқни алғин; Барлиғиңни сәрп қилип болсаңму, әқил тапқин.
8Даналиқни әзизлигин, у сени көтириду, Уни чиң қучағлиғанда, сени һөрмәткә сазавәр қилиду.
9Бешиңға тақалған гүл чәмбирәктәк саңа гөзәллик елип келиду, Саңа шөһрәтлик таҗ инъам қилиду.
10И оғлум, қулақ салғин, сөзлиримни қобул қилғин, Шунда өмрүңниң жиллири көп болиду.
11Мән саңа даналиқ йолини үгитәй, Сени дуруслуқ йоллириға башлай.
12Маңғиниңда қәдәмлириң чәкләнмәйду, Жүгүрсәң жиқилип чүшмәйсән.
13Алған тәрбийәңни чиң тут, Қолуңдин кәткүзмигин; Убдан сақлиғин уни, Чүнки у сениң һаятиңдур.
14Яман адәмләр маңған йолға кирмә, Рәзилләрниң изини басма.
15Уларниң йолидин өзүңни қачур, Йолиға йеқин йолима; Униңдин яндап өтүп кәт, Нери кәткин.
16Чүнки яманлар бирәр рәзиллик қилмиғичә ухлиялмас, Бирәрсини жиқитмиғичә уйқиси кәлмәс.
17Яманлиқ уларниң озуғидур, Зораванлиқ уларниң шарабидур.
18Лекин һәққанийларниң йоли гоя таң нуридур, Күн чүш болғичә барғансери йоруйду.
19Яманларниң йоли зулмәт кечидәк қап қараңғу, Улар жиқилип, немигә путлишип кәткинини билмәйду.
20И оғлум, сөзлиримни көңүл қоюб аңла, Гәплиримгә қулақ сал.
21Уларни көзүңдә тутқин, Жүригиңниң қетида қәдирләп сақлиғин.
22Чүнки сөзлирим тапқанлар үчүн һаяттур, Уларниң пүтүн тенигә саламәтликтур.
23Қәлбиңни «һәммидин әзиз» дәп сап тут, Чүнки барлиқ һаят ишлири қәлбтин башлиниду.
24Ағзиңни әгир гәптин жирақ тарт, Ләвлириң езитқулуқтин нери болсун.
25Көзүңни алдиңға түз тиккин, Нәзириңни алдиңға тоғра ташла;