2Чүнки силәргә үгитидиғанлирим яхши билимдур, Көрсәтмилиримдин ваз кәчмәңлар.
3Чүнки мәнму атамниң юмран балиси едим, Анамниң арзулуқ ялғуз оғли едим,
4Атам маңа үгитип мундақ деди: — Сөзлиримни есиңдә тут; Көрсәтмилиримгә риайә қил, Шуниң билән яшнайсән.
5Даналиқни алғин, әқил тап, Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
6Даналиқтин ваз кәчмә, у сени сақлайду; Уни сөйгин, у сени қоғдайду.