1И оғлум, тәлимимни унтума, Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.
2Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
3Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә, Буларни бойнуңға есивал, Қәлбиңгә пүтивал.
4Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
5Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
6Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил; У саңа тоғра йолларни көрситиду.
7Өзүңни әқиллиқ санима; Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.
8Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман, Устиханлириңға илик болиду.
9Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин, Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
10Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду, Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
11И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма, Униң тәнбиһидин бәзмә.
12Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк, Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
13Даналиққа муйәссәр болған киши, Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур, Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
15У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
16Даналиқниң оң қолида узун өмүр, Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур, Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур, Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
19Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди, Һекмәт билән асманни орнатти.