5Ундақта Пәрвәрдигардин һәқиқий қорқушни билидиған болисән, Вә саңа Худани тонуш несип болиду.
6Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ бәргүчидур; Униң ағзидин билим билән йоруқлуқ чиқиду.
7У дурус яшаватқанлар үчүн мол һекмәт тәйярлап қойғандур, У виҗданлиқ адәмләр үчүн қалқандур.
8У адиллиқ қилғучиларниң йоллирини асрайду, Ихласмән бәндилириниң йолини қоғдайду.