10Даналиқ қәлбиңгә кириши биләнла, Билим көңлүңгә йеқиши биләнла,
11Пәм-парасәт сени қоғдайду, Йоруқлуқ сени сақлайду.
12Улар сени яман йолдин, Тили зәһәр адәмләрдин қутқузиду;
13Йәни тоғра йолдин чәтнигәнләрдин, Қараңғу йолларда маңидиғанлардин,
14Рәзиллик қилишни һозур көридиғанлардин, Яманлиқниң зиянлирини хошаллиқ дәп билидиғанлардин,
15Йәни әгир йолларда маңидиғанлардин, Қиңғир йолда маңидиғанлардин қутқузиду.
16Даналиқ сени бузуқ аялдин, Йәни ширин сөзләр билән аздурмақчи болған намәһрәм аяллардин қутқузиду.
17Бундақ аяллар яш вақтида тәккән җорисини ташлап, Худа алдидики никаһ қәсимини унтуған вапасизлардиндур.
18Униң өйигә баридиған йол өлүмгә апиридиған йолдур, Униң маңидиған йоллири адәмни әрваһлар маканиға башлайду.
19Униң қешиға барғанларниң бириму қайтип кәлгини йоқ, Улардин бириму һаятлиқ йоллириға еришкини йоқ.
20Шуларни чүшәнсәң яхшиларниң йолида маңисән, Һәққанийларниң йоллирини тутисән.