3Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
4Падишаһ адаләт билән жутини тинич қилар; Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
5Өз йеқиниға хушамәт қилған киши, Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар; Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр; Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.